фирансийә қуш зукиминиң алдини елиш чариси йолға қойди

фирансийә даирилири, деһқанларға өй қушлирини қумилиридин чиқармаслиқ тоғрисида йолйоруқ чүшүрди.

1729932
фирансийә қуш зукиминиң алдини елиш чариси йолға қойди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә даирилири, көчмән қушларниң қуш зукиминиң тарқилиш хәвипини ашуруветидиғанлиқини нәзәрдә тутуп, деһқанларға өй қушлирини қумилиридин чиқармаслиқ тоғрисида йолйоруқ чүшүрди.

өткән һәптә голландийәдики бир өй қушлири фермисида йуқуш нисбити интайин йуқири болған H5 қуш зукими байқалған вә алдини елиш тәдбирлири даирисидә 36 миң қуш бир тәрәп қилинғандин кейин, фирансийә һөкүмити һәрикәткә өтти.

көчмән қушлар линийәлиридики йуқумлиниш нисбитиниң ешишини нәзәрдә тутқан фирансийә һөкүмити, йуқумниң хәтәр дәриҗисини «йуқири» дәп көрситип, өй қушлирини сиртқа чиқиришни чәклиди.

һөкүмәт авғусттин буйан йавропа миқйасида йава қушлар вә бақмичилиқ районлиридики өй қушлирида болуп, җәмий 130 айрим қуш зукими байқалғанлиқини елан қилди.

һазирға қәдәр фирансийәдики кәспий өй қушлири фермилирида һечқандақ қуш зукими әһвали байқалмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر