италийә таратқулири: әрдоған 20 дөләт гуруһи йиғининиң һәқиқий ғалиби

италийә таратқулири җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң һәптә ахири римда өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғининиң «ғалиби» икәнлики қаришини оттуриға қойди.

1728507
италийә таратқулири: әрдоған 20 дөләт гуруһи йиғининиң һәқиқий ғалиби

түркийә авази радийоси хәвири: италийәниң тиражи йуқири гезитлириниң бири болған «корриер делла сера», 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғиниға иштирак қилған рәһбәрләрни муһакимә қилған мақалисидә, җумһур рәис әрдоғанни «барлиқ қизиқ темиларниң мәркизидики исим» дәп атиди.

гезит, башлиқлар йиғини җәрйанида нурғун рәһбәрләрниң әрдоған билән көрүшүшни халиғанлиқиға ишарәт қилип: «саһибхан билән бирликтә 20 дөләт гуруһиниң иккинчи муһим актийориға айланди. түркийә җумһур рәиси әң қизғин нуқтиларниң муқәррәр сөһбәтчиси болди» деди.

«ла верита» гезитиниң хәвиридә: «әгәр 20 дөләт гуруһи (йиғининиң) бир «утқучиси» болса, бу бәлким рәҗәп таййип әрдоған болуши мумкин. бу мубалиғиләштүрүлгән баһаму? ундақ болмаслиқи мумкин. римдики башлиқлар йиғинида, түркийә җумһур рәиси үч амилдин пайдиланди: америка пирезиденти җо байдинниң һәм хәлқарадики һәмдә дөләт ичидики сийасий аҗизлиқи؛ хитай-русийә тәрипи бу башлиқлар йиғиниға қатнашмиғачқа, әрдоғанниң әркин һәрикәт қилиш орниға игә болуши, үчинчиси, бәзи һалқилиқ мәсилиләрдә өзиниң асаслиқ рол ойниғанлиқини намайан қилиши» дегән ибариләргә орун берилди.

«ил месаггеро» гезитиниң 20 дөләт гуруһи башлиқлар йиғини тоғрисидики хәвиридә, италийә баш министири марийо дирагиниң байанатидин кейин йириклишип қалған түркийә - италийә мунасивитиниң, дираги билән әрдоғанниң йиғин әснасидики айрим учришиши сайисида йумшиғанлиқини илгири сүрди вә бу киризисниң арқида қалғанлиқиға ишарәт қилип: «оңшаш керәк болған бир иш иди, шундақ болди» дегәнләрни қәйт қилди.

«италийә ишлири» тор бети «бу қетимқи 20 дөләт гуруһи йиғини әрдоған үчүн мувәппәқийәтлик болди. у һәқиқәтән ғәлибә қилди» дәп йазди؛  хәвәрдә, саһибхан дирагиниң башлиқлар йиғин җәрйанида бәзи нәтиҗиләрни қолға кәлтүргән болсиму, әмма русийә вә хитайни бу йиғинға қатнаштуралмиғанлиқи, бу қетимқи башлиқлар йиғининиң фирансийә пирезиденти еммануел макрон үчүн «начар» өткәнлики илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر