американиң тәйвән әскәрлирини мәшиқ қилдурғанлиқи елан қилинди

тәйвән, 40 әскириниң тинч окйандики америкаға қарашлиқ гуам арилида америка армийәси тәрипидин мәшиқ қилдурулғанлиқини уқтурди.

1728311
американиң тәйвән әскәрлирини мәшиқ қилдурғанлиқи елан қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: «тәйвән хәвәрлири»ниң хәвиригә қариғанда, тәйвән дөләт мудапиә министири чйу ку-чең байанат берип, 40 тәйвән әскириниң гуам арилидики йеңи селинған америка базисидики мәшиқиниң «өзара тәҗрибә алмаштуруш қәдими»ниң бир пачиси икәнликини әскәртип, иғвагәрчилик қилишниң һаҗити йоқлиқини ейтқан вә сөзини давамлаштуруп: «тәйвән билән америка оттурисидики алмаштуруш вә һәмкарлиқ узун йиллардин буйан пухта асаслар үстидә турмақта» дегәнләрни қәйт қилған.

хитай билән дәталашлиқ тәйвән арилидики һөкүмәтниң рәһбири сәй йиңвен 28-өктәбир байанат берип, американиң бейҗиңниң қилғуси мудахилиси йаки ишғалиға қарши арални қоғдайдиғанлиқиға ишинидиғанлиқини ейтқаниди.

тәйвән рәһбири сәй йиңвен CNN International  қанилиниң мәхсус зийаритини қобул қилғанда, америка әскәрлириниң тунҗи қетим тәйвән армийәсини мәшиқләндүрүш үчүн тәйвәнгә кәлгәнликини дәлиллигәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر