түрәҗи вә шаһин: ковид - 19 алдимиздики мәзгилләрдә зукамға айлиниду

өзләм түрәҗи билән пирофессор доктор уғур шаһин, йуқумниң ахирлишиш вақти тоғрисидики қарашлирини оттуриға қойди.

1728018
түрәҗи вә шаһин: ковид - 19 алдимиздики мәзгилләрдә зукамға айлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи тәстиқтин өткән ковид – 19 ваксинисини тәрәққий қилдурған германийә ширкити — бонтекниң қурғучилири өзләм түрәҗи билән пирофессор доктор уғур шаһин, йуқумниң ахирлишиш вақти тоғрисидики дәталашларға инкас қайтуруп: «йилларниң өтүшигә әгишип, бу вирус кишиләр һәр йили йаки икки йилда бир қетим ваксина әмлитидиған зукам вирусиға айлиниду. ковид – 19 техиму асан контрол қилғили болидиған вирус  болиду» деди.

шаһин вирусниң варийантлири һәққидә тохтилип: «биз нөвәттә бир қәдәр аз пидаийлар үстидә варийат ваксинисини синақ қиливатимиз. җәнубий африқа синақ нусхиси тәтқиқати асасән дегүдәк тамамланди, делта түригә аит санлиқ мәлуматларни топлаш хизмәтлири давамлишиватиду» деди.

ковид -19 йуқуминиң кәлгүси тоғрисидики мөлчәрини һәмбәһирлигән түрәҗи: «һазир ениқ ейталайдиғинимиз, йеңи нормал һаләтниң аста-аста изиға чүшүватқанлиқидур. буни һазирдинла һес қилалаймиз, вирусни қандақ йеңидиғанлиқимизни өгиниватимиз» деди вә сөзини давамлаштуруп: «көпинчә кишиләрниң иммунитет күчи йахши болғачқа, бу биз техиму әркин һәрикәт қилалайдиған нормал һаләт болиду. әлвәттә, бу вирус билән йәнә бир қанчә йил елишимиз. йилларниң өтүшигә әгишип, бу вирус кишиләр һәр йили йаки икки йилда бир қетим ваксина әмлитидиған зукам вирусиға айлиниду. ковид – 19 техиму асан контрол қилғили болидиған вирус  болиду» дегәнләрни қәйт қилди.

уғур шаһин, нөвәттики ковид -19 ваксинисини өзгәртишниң һаҗити йоқлуқини байан қилип: «һазирқи ваксинини өзгәртишниң һаҗити йоқ. бирақ, йуқумниң йеңи варийантлириға қарши ваксиниларни ишләпчиқиралайдиғанлиқимизни вә униң нөвәттә биз ишлитиватқан ваксиниға охшашла бихәтәр икәнликини испатлаш үчүн, уларни клиникида синақ қиливатимиз. кәлгүси бир нәччә йилда бирәр варийант барлиққа келип, ваксинини униңға маслаштуруш зөрүрийити туғулса, уни наһайити тезла қилалаймиз, чүнки биз керәклик қәдәмләрни аллибурун бесип болған болимиз. бу арқилиқ интайин тәмкинлик билән, ваксининиң һәр икки йилда бир йеңи вирус түрлиригә маслаштуруш қәдимини басалаймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر