һусийлар йәмәнда туралғу райониға һуҗум қилди

йәмәнниң оттура қисмиға җайлашқан мариб вилайитидики бир пуқралар олтурақ райониға, иран қоллиши астидики һусийларниң икки балистик башқурулидиған бомба етиши сәвәбидин 29 кишиниң җенидин айрилғанлиқи, нурғун кишиниң йариланғанлиқи билдүрүлди.

1727454
һусийлар йәмәнда туралғу райониға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йәмән учур-алақә министири муәммәр әлирйани твиттерда: «иранниң қоллиши астидики һусийлар бу қетим мариб вилайитиниң җәнубидики җәбвә наһийәсиниң пуқралар олтурақ райониға икки балистик башқурулидиған бомба атти» деди.

у бир балистик башқурулидиған бомбиниң наһийә сиртидин көчүп келишкә мәҗбур болған аилиләр туридиған әламуд райониға, йәнә бир башқурулидиған бомбиниң мәсҗидкә чүшкәнликини؛ вәқәдә 29 кишиниң җенидин айрилип, нурғун кишиниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

у хәлқара җәмийәтләрни һусийларниң пуқраларға қарши өткүзүватқан уруш җинайәтлирини тохтитиш үчүн үстигә чүшкән мәсулийитини ада қилишқа чақирди.

һусийларниң 21-өктәбир (2021) қилған охшаш һуҗумида, бу райондин 13 киши җенидин айрилған иди.

һусийлар феврал ейи (2021) дин тартип, нефит вә тәбиий газ записиниң мол болуши, шундақла дөләт мудапиә министирлиқи мәркизиниң ичидә болуши сәвәбидин мариб вилайитигә һуҗумлирини давамлаштуруп кәлмәктә.

йәмәндә һөкүмәт қисимлирини қоллиған сәуди әрәбистан башчилиқидики әрәб бирләшмә қисими, һусийларниң сәуди әрәбистанға әвәткән бомба йүкләнгән бир учқучисиз һава аппаратиниң етип чүшүрүлгәнликини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر