әнглийә фирансийәни агаһландурди

әнглийә фирансийәни агаһландуруп, тәһдит селишни давамлаштурған әһвалда өч алидиғанлиқини билдүрди.

1726655
әнглийә фирансийәни агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә түнүгүн (2021-йили 28-өктәбир) белиқчилиқ парахотини мусадирә қилған иди.

әнглийә муһит, йемәк-ичмәк вә йеза игилики министири җорҗ ейустис (George Eustice), әнглийә билән фирансийә оттурисидки белиқчилиқ мәсилиси үстидә тохтилип, фирансийәниң қилмишиниң <<пүтүнләй мувазинәтсиз вә қобул қилғили болмайдиғанлиқи>> ни билдүрди.

у: <<фирансийәниң тәклиплири чеграда ишларни техиму қийинлаштуриду. бу улар билән түзгән сода вә һәмкарлиқ келишимлиримизгила әмәс, бәлки йавропа иттипақи қанунлириғиму очуқтин очуқ хилаплиқ қилғанлиқ болуп һесаблиниду>> деди.

у фирансийәниң күшкүртчилик характерлик сөзләрни қилғанлиқини вә тәһдит селишни ахирлаштуруши керәкликини тәкитләп: << немә қилидиғанлиқимизни билмәймиз. фирансийә әнглийәгә қарши йүргүзидиған тәдбирлирини әң кейин болғанда, сәйшәнбә (2021-йили 2-нойабир) күнигичә йүргүзмәйдиғанлиқини билдүрди. қандақ қилидиғанлиқини көримиз. әгәр өзи дегән тәдбирләрни йолға қойса, бизму охшаш усулни қоллинимиз>> деди.

фирансийәниң йавропа иттипақи ишлириға мәсул дөләт министири племент бун (Clement Beaune) түнүгүн (2021-йили 28-өктәбир) әнглийә билән  давамлишиватқан белиқчилиқ мәсилиси үстидә тохталғанда, әнглийә һөкүмитиниң пәқәт <<күч>> ни чүшинидиғанлиқини әскәртип, әнглийә парахотлиридин бир қанчисидин башқа фирансийәдики портларда тохтийалмайдиғанлиқини ейтқан иди.

әнглийә ташқи ишлар вәзири лиз трус (Liz Truss), фирансийәниң тәһдитлирини давамлаштурғанлиқини сәвәб көрситип, лондондики фирансийә баш әлчисини чақиртқан иди.

лиз трус фирансийә баш әлчиси билән көрүшкәндә, фирансийәниң әнглийә вә манш араллири тоғрисида кишини үмидсизләндүридиған һәмдә мувазинәтсиз байанатлириға чүшәнчә беришни тәләп қилған иди.

йавропа иттипақи билән әнглийә 2021-йилидики белиқчилиқ бәлгилимилирини бекитиш музакирәлиридә мурәссәлишәлигән болсиму, әмма фирансийәлик белиқчилар бәлгиләнгән районларда һәрикәт қилмиди.

әнглийәгә қарашлиқ җерсей (Jersey) арили һөкүмити арал деңиз тәвәликидә давамлиқ белиқчилиқ қилмақчи болған фирансийә парахотлиридин өтмүштики һәрикәтлиригә мунасивәтлик дәлил тәләп қилған иди. бу әһвал әнглийә-фирансийә мунасивитиниң йириклишишигә сәвәб болған иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر