трамп иҗтимаий таратқу суписи қурди

американиң сабиқ пирезиденти доналд трамп өзиниң иҗитмаий таратқу суписи ни келәр ай рәсмий ишқа кириштүрүшни пилан қилғанлиқини билдүрди.

1722900
трамп иҗтимаий таратқу суписи қурди

түркийә авази радийоси хәвири:  б б с хәвиридә көрситилишичә, сабиқ пирезидент доналд трамп бу һәқтә байанат елан қилип, өзиниң иҗтимаий таратқу суписиниң <<чоң ширкәтләрниң зомигәрликигә қарши туридиғанлиқи>> әскәрткән вә бу ширкәтләрни америкадики өктичи авазларни җимиқтуруш билән әйиблигән.

у: <<талибанниң твиттерда мәвҗутлуқини көрсәткән, әмма силәр әң йахши көридиған америка пирезидентиниң авази җимиқтурулған дунйада йашимақтимиз. буни қобул қилғили болмайду>> деди.

у <<TRUTH Social>> ниң келәр ай сәрхил тәклип қилинғучиларға қарита ечиветидиғанлиқини билдүрди вә 2022-йилниң дәсләпки чарикидә қолланғучилар билән йүз көрүшүшиниң пилан қилинғанлиқини қәйт қилди.

иҗтимаий таратқу супилири твиттер, гогул, йутуб вә фәйсбук қатарлиқлар трампниң адресини 6-йанвар йүз бәргән конгрә вәқәлиридә мунасивәтлик икәнликини илгири сүрүп тақивәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر