талибан: пүткүл афғанистан хәлқиниң паспорт елиш һоқуқи бар

талибан һөкүмити пүткүл афғанистан хәлқиниң паспорт елиш һоқуқи барлиқини вә еливатқанлиқини билдүрди.

1722762
талибан: пүткүл афғанистан хәлқиниң паспорт елиш һоқуқи бар

түркийә авази радийоси хәвири: талибан вақитлиқ һөкүмитиниң ички ишлар министирлиқи паспорт ишлири муавин баш мудири  һәққани, паспорт беҗириш ишлирини системиға киргүзгәнликлирини, афғанистан хәлқиниң алақидар ишханиларниң васитиси арқилиқ қалаймиқанчилиқ оттуриға чиқмастинла паспорт елишқа башлиғанлиқини, паспорт беридиған ишханилириниң пүткүл хәлқниң хизмитигә очуқ икәнликини, чәт әлгә чиқмақчи болғанларниң һәммисигә испат хети беридиғанлиқлирини , һәмдә илгирики һөкүмәттә вәзипә өтигән кишиләрниңму паспорт елишини қизғин қарши алидиғанлиқлирини  қәйт қилди.

талибан һөкүмитиниң афғанистан хәлқиниң келәчики үчүн пүтүн күчи билән тиришиватқанлиқини әскәрткән һәққани, һечкимниң дөләтни тәрк етишкә мәҗбур болуп қалмиғанлиқини вә қорқмаслиқи керәкликини байан қилди, һәмдә һәммә кишигә паспорт бериватқанлиқлирини, һечкимниң дөләттин айрилишиға тосқунлуқ қилмиғанлиқлирини, һечкимгә тән җазаси бәрмигәнликлирини, бундақ дәваларниң дүшмәнләрниң тәшвиқати икәнликини, давалашқа еһтийаҗлиқ кишиләр, тәнһәрикәтчиләр вә оқуғучиларниңму алди билән давалинишқа тегишлик гуруппидин орун алғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر