хитай парахотлири йапонийәниң деңиз тәвәликигә кирди

хитайниң төт деңиз қирғиқи қоғдиғучи парахоти шәрқий хитай деңизидики талаш-тартишлиқ сенкаку арили әтрапидики йапонийә деңиз тәвәликигә кирди.

1722937
хитай парахотлири йапонийәниң деңиз тәвәликигә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: окинава өлкисиниң наха наһийәсидики 11-районлуқ деңиз қирғиқи муһапизәт мәркизиниң билдүрүшичә,  хитай парахотлири йапонийәниң дөләт земиниға тахавуз қилған. җүмлидин, бу парахотлар, минами коҗима вә утсуриҗима араллириға йеқинлишип, йапонийәниң деңиз тәвәлики даирисидики талаш-тартишлиқ районида тәхминән икки саәт турған.

парахотлар  кейинчә кубашима арилиниң  26 километир ғәрбий җәнубида маңған.

йапонийә деңиз қирғиқи муһапизәт әтритиниң бу райондин айрилиш агаһландуруши нәтиҗисидә, хитай  парахотлири райондин айрилған.

йапонийә радийо – телевизийә оргини NHK ниң хәвиригә қариғанда, әң ахирқи қетим, 19 – сентәбир күни йапонийә деңиз тәвәликигә таҗавуз қилған хитай парахотлири, шуниң билән, бу йил 30-қетим йапонийә деңиз тәвәликигә киргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر