б д т сүрийәниң шималидики барғансери көпийиватқан тоқунушлар тоғрисида агаһландурди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т), йеқинқи бир қанчә айдин буйан сүрийәниң ғәрбий шималидики тоқунушларниң 2020- йили мартта елан қилинған уруш тохтитиштин кейинки әң йуқири пәллигә чиққанлиқини билдүрүп агаһландурди.

1722823
б д т сүрийәниң шималидики барғансери көпийиватқан тоқунушлар тоғрисида агаһландурди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи байанатчиси фархан һәқ, сүрийәниң ғәрбий шималида давамлишиватқан, шундақла барғансери кәскинлишиватқан тоқунушлардин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини билдүрди.

сәйшәнбә күни идлибтики зәмбирәк отида бир пуқраниң қаза қилғанлиқи вә 4 кишиниң йариланғанлиқини байан қилған фархан һәқ, идлибниң охшимиған җайлири вә һәләбниң ғәрбидә тоқунуш йүз бәргәнликини әскәртти.

идлибниң җәнубидики ариһа базириға қилинған зәмбирәк һуҗуминиң пуқраларғиму зийан йәткүзгәнликини билдүргән байанатчи фархан һәқ, тәсиргә учриғанлиқини әскәртип , йеқинқи бир қанчә айдин буйан сүрийәниң ғәрбий шималидики тоқунушларниң 2020- йили мартта елан қилинған уруш тохтитиштин кейинки әң йуқири пәллигә чиққанлиқи тоғрисида агаһландурди.

сүрийәдики барлиқ зораванлиқн вәқәлирини әйиблигән байанатчи, һәр қайси тәрәпләрни хәлқара инсанпәрвәрлик қануниға һөрмәт қилишқа һәмдә пуқраларға вә пуқраларниң ул әслиһәлиригә қалаймиқан һуҗум қилиштин сақлинишқа чақирди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر