<<йеңи төт тәрәп>> бир мунбәр қурушни қарар қилди

һиндистан, исираилийә, америка вә әрәб бирләшмә хәлипиликиниң ташқи ишлар министирлири биринчи қетимлиқ йиғинида, иқтисадий һәмкарлиқ үчүн хәлқаралиқ мунбәр қурушни қарар қилди.

1722619
<<йеңи төт тәрәп>> бир мунбәр қурушни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: <<йеңи төт тәрәп>> ниң биринчи йиғини интернет торида өткүзүлди. йиғинға, һиндистан ташқи ишлар министири субраһманйам җайшанкар, исираилийә ташқи ишлар министири йаир лапид, америка ташқи ишлар министири антони блинкен вә әрәб бирләшмә хәлипилики ташқи ишлар министири шәйх абдуллаһ бин заввед алнаһйан қатнашти.

һиндистан ташқи ишлар министири субраһманйам җайшанкар твиттерда байанат елан қилип, йиғинда иқтисадий ешиш вә дунйави мәсилиләр мәсилисидә техиму йеқиндин һәмкарлишиш пикриниң музакирә қилинғанлиқини, қисқа вақит ичидә йәнә бир йиғин ечиш үчүн пикир бирлики һасил қилинғанлиқини билдүрди.

исираилийә ташқи ишлар министири йаир лапид твиттерда һәмбәһирлигән учурида: <<төт дөләт оттурисидики маслишиш, ул- әслиһә, қатнаш, деңиз-окйан бихәтәрлики вә башқа мәсилиләрдә өзара һәмкарлишишиға йардәм қилиду» деди.

америка министири блинкенму твиттерда учур һәмбәһирлиди. у йиғинниң район вә дунйа ортақ көңүл бөлидиған мәсилиләр билән, иқтисадий вә сийасий һәмкарлиқни кеңәйтишниң муһимлиқиға диққәтниң мәркзләшкәнликини билдүрди.

америка ташқи ишлар министирлиқиниң байанатчиси нед прайс бу һәқтики байанатида мундақ деди:

<<ташқи ишлар министирлири сода, килимат өзгиришигә қарши туруш, енергийә һәмкарлиқи вә деңиз бихәтәрликини күчәйтишни өз ичигә алған һалда  оттура шәрқ вә асийада иқтисадий вә сийасий һәмкарлиқларни кеңәйтишни музакирә қилғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر