талибан ташқи ишлар министири вәкили түркийәдә зийарәттә болиду

афғанистандики талибан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи түркийәдә зийарәттә болиду.

1719538
талибан ташқи ишлар министири вәкили түркийәдә зийарәттә болиду

түркийә авази радийоси хәвири: дипломатик мәнбәләрниң билдүрүшичә, афғанистандики талибан һөкүмитиниң ташқи ишлар министири вәкили әмирхан муттәқи башчилиқидики һәйәт, қатарниң пайтәхти доһадин айропилан билән түркийәгә қарап йолға чиққан.

түркийәгә чүштин кейин йетип келиши ктүлүватқан муттәқи, бир қисим түркийә даирилири билән көрүшидикән.

муттәқи, доһада сәйшәнбә күни дипломатлар билән елип барған учришишида, «афғанистан һөкүмитини аҗизлаштуруш һечкимниң мәнпәәтигә уйғун әмәс, чүнки бу әһвалниң пассип тәсири, дунйада бихәтәрлик, иқтисад вә көчмәнликкә биваситә тәсир көрситиду» дегәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر