боррел: афғанистанниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийити йимирилиш алдида

йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң тәрәққийат министирлири боррелниң иштирак қилиши билән афғанистан тоғрисида син көрүнүшлүк йиғин чақирди.

1718211
боррел: афғанистанниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийити йимирилиш алдида

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақиниң ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити йуқири дәриҗилик вәкили җосеп боррел, афғанистанниң иҗтимаий-иқтисадий вәзийитиниң «йимирилиш алдида» икәнликини, буниңға җиддий тәдбир қоллиниш керәкликини оттуриға қойди.

йавропа иттипақиға әза дөләтләрниң тәрәққийат министирлири боррелниң иштирак қилиши билән афғанистан тоғрисида син көрүнүшлүк йиғин чақирди.

боррел йиғинда сөз қилип: «афғанистандики инсаний вә иҗтимаий-иқтисадий вәзийәт йимирилиш алдида турмақта. норвегийә мусапирлар кеңишиниң доклатиға қариғанда, кәм дегәндә 1 милйон бала мувапиқ йардәмгә еришәлмигән тәқдирдә, бу йил қишта соғуқ вә ачлиқтин өлүп кетиш хәвпигә дуч келидикән. ақивәтниң қандақ болидиғанлиқини күтүп туралмаймиз. һәрикәткә өтишимиз, һәмдә тез һәрикәт қилишимиз керәк» деди.

министирларниң йавропа иттипақиниң афғанистан хәлқигә қиливатқан йардәмниң салмиқини ашурушниң конкрет усуллирини музакирә қилғанлиқини байан қилған боррел сөзини давамлаштуруп: «бу, кеңәш мақуллиған бәш өлчәмниң әмди күчкә игә әмәсликидин дерәк бәрмәйду. әксичә, улар йәнила күчкә игә вә тәртиплик тәрәққийат һәмкарлиқини давамлаштуруш үчүн толуқ иҗра қилиниши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.

йавропа иттипақиниң йуқири вәкили боррел, буниңдин илгири талибанниң һәрикәтлиригә « башқа дөләтләргә террор експорт қилмаслиқ, айаллар вә кишилик һоқуққа, қанун билән идарә қилиш вә ахбарат әркинликигә һөрмәт қилиш, инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүшкә қолайлиқ йаритип бериш, чиқип кетишни халайдиған чәт әлликләрниң вә хәвп астидики афғанларниң дөләт тәвәликидин чиқиш кетишигә рухсәт қилиш, афғанистандики сийасий күчләр ара сиғдурушчан вә вәкиллик күчи йуқири бир вақитлиқ һөкүмәт қуруш» қатарлиқ бәш түрлүк өлчәмгә асасән баһа беридиғанлиқлирини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر