йапонийә билән америка һинди-тинч окйан районида һәмкарлиқни давамлаштурушни қарарлаштурди

йапонийә билән америка қошма иштатлири әркин вә очуқ һинди-тинч окйан райони нишаниға йетиш үчүн икки тәрәплик һәмкарлиқни давамлаштуруш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилди.

1716209
йапонийә билән америка һинди-тинч окйан районида һәмкарлиқни давамлаштурушни қарарлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә ташқи ишлар вәзири тошимитсу мотеги, бүгүн америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен билән 15 минут әтрапида телефонда сөһбәтләшти.

телефон сөһбитидә, икки рәһбәр, шималий корейә асас қилинған бихәтәрлик мәсилиси, хитайниң деңизлардики һәрбий күчиниң күнсери күчийиши, йәр шариви килимат өзгиришини өз ичигә алған көплигән районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләр һәққидә өзара пикир алмаштурди, шуниң билән бир вақитта, әркин вә очуқ һинди-тинч окйан райони нишаниға йетиш үчүн, икки тәрәплик һәмкарлиқни давамлаштуруш тоғрулуқ бирдәклик һасил қилди.

йапонийәниң йеңи баш вәзири фумио кишида, 4-өктәбир дүшәнбә күни рәсмий вәзипигә олтурған вә баш вәзирлик вәзиписини тапшурувалғандин кейин, америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин билән телефонда көрүшүп, тунҗи қетим дипломатик алақә қилғаниди. кишиданиң мотегини йеңи қурулған һөкүмәттиму ташқи ишлар вәзири қилип тәйинлиши сәвәблик, бүгүнки мотеги билән блинкенниң телефон сөһбити, кишиданиң ташқи сийасәттә муқим позитсийә тутуш йолида издиниватқанлиқиниң намайәндиси,  тәриқисидә тәһлил қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر