түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә пакистанниң белуҗистан районида мәйданға кәлгән йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанлар үчүн тәзийә  байанати елан қилди.

1716169
түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилған тәзийә  байанатида, мундақ дейилди: «пакистанниң җәнубидики белуҗистан районида мәйданға кәлгән 5.9 бал чоңлуқтики йәр тәврәш апитидә адәм өлүш вә йарилиниш әһвали көрүлгәнликиидин, һәмдә өй – маканларниң зийанға учриғанлиқидин толиму әпсусланған һалда хәвәр таптуқ, йәр тәврәш апитидә һайатидин айрилғанларниң аилә тавабиатлирини өз ичигә алған дост пакистан һөкүмити вә қериндаш пакистан хәлқигә тәзийә билдүримиз, йариланғанларға шипалиқ тиләймиз, йариларниң теңилиши үчүн, һәрдаимқиға охшашла һәр җәһәттин йардәм беришкә тәййар икәнликимизни билдүримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر