тәйвән: хитайниң йәнә 4 уруш айропилани һава мудапиә саһәмизгә кирди

хитай хәлқ азадлиқ армийәсигә тәвә 52 уруш айропиланиниң түнүгүн тәйвән тәрипидин һава мудапиә пәрқләндүрүш райони дәп елан қилинған саһәгә киргәндин кейин, йерим кечидә йәнә 4 уруш айропиланниң райондин учқанлиқи билдүрүлди.

1714848
тәйвән: хитайниң йәнә 4 уруш айропилани һава мудапиә саһәмизгә кирди

түркийә авази радийоси хәвири: тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида,  4 данә « J-16 » типлиқ уруш айропиланиниң, йерим кечидә тәйвәнниң һапа мудапиәси саһәсиниң ғәрбий җәнубий қисмиға киргәнликини, айропиланларға агаһландуруш берилгәнликини, бу айропиланларниң һәрикәтлирини көзитиш үчүн, пуқрави чарлаш айропиланлири билән һава мудапиә системилириниң һәрикәткә кәлтүрүлгәнликини уқтурди.

министирлиқ, түнүгүн аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида,  күндүз тәрәпләрдә 52 уруш айропиланиниң һава мудапиә пәрқләндүрүш райониниң ғәрбий җәнубий қисмиға киргәнликини билдүргәниди.

җәмий 56  қетимға йәткән учушлар, тәйвән тәрипидин хатирилинишкә башлиған 2020-йили сентәбир ейидин буйан, бир күн ичидә  ениқлап чиқилған әң көп айропилан қатнашқан «дәпсәндичилик» болди.

хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң елан қилинғанлиқи тәбриклинидиған 1 – өктәбир хитай дөләт байрими күни вә кейинки 2 күндә, җәмий 93 айропилан тәйвәнниң һава мудапиә пәрқләндүрүш районини дәпсәндә қилғаниди.

хитайниң, тәйвән тәрипидин һава мудапиә пәрқләндүрүш райони дәп елан қилинған районға қарита учушлирини, айропиланлириниң санини көпәйткән һалда давамлаштуруши, бу райондики җиддийликниң күчийиватқанлиқиниң намайәндиси, дәп анализ қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر