русийәдә тик учар айропилан чүшүп кәтти

русийәниң пайтәхти москва әтрапида бир тик учар айропилан чүшүп кетип 3 киши һайатидин айрилди.

1714299
русийәдә тик учар айропилан чүшүп кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: русийә җиддий әһвалларға тақабил туруш қоманданлиқ мәркизиниң билдүрүшичә, «Robinson R-44» типлиқ пуқрави тик учар айропилан, пайтәхт москваға йеқин литкарино шәһири әтрапида чүшүп кәткән, қазада,  тик учар айропиландики 3 киши һайатидин айрилған.

тик учар айропиланниң техникилиқ кашила вә учуш хаталиқи сәвәбидин чүшүп кетиш еһтималлиқи бар, дәп қариливатқан қазадин кейин, тәкшүрүш башланған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر