кабулда талибан билән даеш оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

афғанистанниң пайтәхти кабулда талибан күчлири билән терорлуқ тәшкилати даеш әзалири оттурисида тоқунуш йүз бәрди.

1714255
кабулда талибан билән даеш оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: талибанниң байанатчиси вә талибан һөкүмитиниң «муавин мәдәнийәт министири» забиһулла муҗаһид кабулниң 17 - сақчи районида терорлуқ тәшкилатиға қарши һәрикәт елип берилғанлиқини ейтти.

забиһулла муҗаһид һәрикәттә терорлуқ тәшкилати даешқа тәвә панаһҗайниң пачақлап ташланғанлиқи тилға елип, панаһҗайдики даеш әзалириниң өлтүрүлгәнликини елан қилди.

шаһитлар болса, түнүгүн кәчтә кабулниң хәйрханә районида даеш әзалири билән талибан күчлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта партилаш авазлирини аңланғанлиқлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر