җо байдинниң хитай билән йеңи соғуқ уруш қилиш нийити йоқлиқини җакарлиши хитайни үмитләндүрди

хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили җаң җүн америка пирезиденти җо байдинниң хитай билән «йеңи соғуқ уруш» башлаш нийити йоқлиқи һәққидики  байанатиниң әмәлийләштүрүлишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

1712079
җо байдинниң хитай билән йеңи соғуқ уруш қилиш нийити йоқлиқини җакарлиши хитайни үмитләндүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җаң дүшәнбә күни ахирлашқан б д т омумий кеңиши рәһбәрләр йиғинидин кейин тор арқилиқ мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирди.

җаң американиң «хитайға қарши туқунуш характерлиқ позитсийәси» дин вә «күшкүрткүч һуҗумлири» дин сақлиниши керәкликини ипадиләп,  байденниң хитай билән йеңи соғуқ уруш башлашни халимайдиғанлиқиға даир байанатиниң әмәлийләштүрүлишини үмид қилидиғанлиқини ейтти.

хитайниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатида турушлуқ даимий вәкили җаң американиң соғуқ уруш логикисидин ваз кечип, әмәлий һәрикәткә өтүшини сәмимий үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

җаң, «ишинимәнки, икки тәрәп бир-биригә қарап тоғра маңса, сағлам вә муқим болған хитай-америка мунасивитини ишқа ашурғили болиду. ундақ болмиғанда, оттурида әндишиләр йәнила давам қалиду» деди.

б д т баш катипи антонийо гутеррес хитай билән америкини «соғуқ уруш» тоғрисида агаһландуруп, пүтүнләй начарлашқан өзара мунасивәтлирини әслигә кәлтүрүшни тәләп қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر