әрдоған американиң террорлуқ тәшкилатлириға тутқан позитсийәсини тәнқид қилди

җумһур рәис рәҗәптаййип әрдоған террорлуқ тәшкилатлириға қорал- йарағ берилмәслики керәкликини оттуриға қойди.

1710758
әрдоған  американиң террорлуқ тәшкилатлириға тутқан позитсийәсини тәнқид қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған 76 – нөвәтлик б д т омумий кеңиши йиғиниға иштирак қилиш үчүн барған американиң нйуйорк шәһиридә американиң CBS телевизийә қанилиниң «милләткә йүзлиниш» программисиниң рийасәтчиси маргарет бреннанниң соаллириға җаваб бәрди.

әрдоған американиң террорлуқ тәшкилатлирини қоллишиға  наразилиқ билдүрүп: «алди билән,п к к / й п г/ п й д террорлуқ тәшкилатлириға бу хил қорал йардәмлири берилмәслики керәк» деди.

җумһур рәис әрдоған рийасәтчи бреннанниң «американиң даешқа қарши күрәштә қоллиниши үчүн, өзи иттипақдаш дәп қариған (террорлуқ) гуруппилириға бәргән қоралларниң түркийәгә қарши ишлитилгәнликигә аит пакит барму? американиң қоллиши сәвәблик бу гуруппилар силәргә тәһдит пәйда қилдиму?» дегән соалиға: «мән буни һөрмәтлик (сабиқ пирезидент доналд) трамп дәвридә тирампниң өзигиму дегәнидим. һазирму йәнә охшаш усулда йүк машинилири билән оқ – дора қатарлиқлар районға (сүрийә вә ирақ) келиватиду. буларниң һәммисини биз дөләт бихәтәрлик тәшкилатимиз арқилиқ билдүрдуқ, билдүрүватимиз. әлвәттә, буниңдин кейинки басқучтиму охшаш усулда оттуриға қойимиз» дәп җаваб бәрди.

җумһур рәис әрдоған: «буларни америка пирезиденти җо байдинға сундиңизму?» дегән соалға «биз буларниң һәммисини сөһбәтдашлиримизға сундуқ. һазирму мениң дөләт бихәтәрлик ишлири идариси башлиқимму охшаш усулда буларни сөһбәтдашлириға сунди, сунуватиду. буниңдин кейинму буларни оттуриға қойуштин ваз кәчмәймиз. чүнки бәзи һәқиқәтләр бар. америка нато дөлити. бизму нато дөлити. бизниң натода һәмкарлишишимиз турған йәрдә, террорлуқ тәшкилатлири бу йәрләрдин бу хил йардәмләргә еришмәслики керәк. буни оттуриға қойушқа мәҗбурмиз» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر