талибан: «кабул айродоруми хәлқаралиқ учушларға тәййар»

афғанистанниң контроллуқини алқиниға киргүзгән талибан пайтәхт кабулдики хәлқара һамид карзай айродорумидики техникилиқ мәсилиләрниң һәл қилинғанлиқини вә хәлқаралиқ нөвәтчи айропиланларниң учушни давамлаштуралайдиғанлиқини елан қилди.

1710863
талибан: «кабул айродоруми хәлқаралиқ учушларға тәййар»

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистандики вақитлиқ талибан һөкүмитиниң ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси абдулқаһар балхи елан қилған йазма байанатида, хәлқара һамид карзай айродорумида нөвәтчи учушлар даирисидә барлиқ авиатсийә ширкәтлири билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүрди.

абдулқаһар балхи кабул айродорумидики техникилиқ мәсилиләрниң һәл қилинғанлиқини тәкитләп, илгири бу айродорумдин қатнайдиған барлиқ авиатсийә ширкәтлири вә дөләтләрниң афғанистанға учидиған нөвәтчи айропиланлирини әслигә кәлтүрүшини үмид қилидиғанлиқини тилға алди.

абдулқаһар балхи афғанистандики сийасий өзгириш сәвәбидин авиатсийә саһәсидә бәзи қалаймиқанчилиқлар чиққанлиқи түпәйли авиатсийә тиранспортиниң вақитлиқ тохтитилғанлиқини вә әмдиликтә болса, дөләт ичи учушларниңму башлиниши мумкинликини уқтурди.

талибан афғанистанниң контроллуқини алқиниға алғандин кейин, америка әскәрлириниң айродорумдин айрилиштин бурун радар системиси вә бир қисим үскүниләргә бузғунчилиқ қилғанлиқи сәвәбидин кабул айродоруми 8-айда учушқа тақалған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر