гутереш татар вә анастасиадис билән көрүшиду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш 27 – сентәбир күни шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар вә җәнубий қибрис рум һакимийити рәһбири никос анастасиадис билән көрүшиду.

1710406
гутереш татар вә анастасиадис билән көрүшиду

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 76 – нөвәтлик омумий кеңиши йиғинлири үчүн америка қошма иштатлириниң нийу йорк шәһиридә зийарәттә болуватқан шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш мәркизидә б д т баш катипи гутереш билән бир йәргә җәм болиду.

икки дөләтлик түзүмни тонуштуруш үчүн америка қошма иштатлирида зийарәттә болуватқан шималий қибрис түрк җумһурийити җумһур рәиси әрсин татар, үч тәрәплик учришиш һарписида, бүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонйо гутереш билән бир йәргә җәм болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر