лавров: йигитләр, тәлийиңларни синап йүрмәңлар, русийә натоға кирмәйду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи столтенберг билән көрүшти.

1709660
лавров: йигитләр, тәлийиңларни синап йүрмәңлар, русийә натоға кирмәйду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә ташқи ишлар министири сергей лавров шималий атлантик әһди тәшкилати — нато баш катипи столтенберг билән көрүшүштин бурун мухбирларға байанат берип: «йигитләр, тәлийиңларни синап йүрмәңлар, русийә натоға кирмәйду» деди.

76 – нөвәтлик бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) омумий кеңиши йиғинлириға қатнишиш үчүн америка қошма иштатлириниң нйуйорк шәһиригә барған сергей лавров, нато баш катипи йенс столтенберг билән көрүшти.

сергей лавров икки рәһбәрниң йепиқ йиғинидин илгири сүрәткә тартиватқан журналистларниң қешиға келип: «йигитләр, тәлийиңларни синап йүрмәңлар, русийә натоға кирмәйду» дәп чақчақ қилди.

лавровниң бу сөзлири русийә ташқи ишлар министирлиқиниң иҗтимаий алақә тор бети тивиттердики адресидиму һәмбәһриләнди.

русийә ташқи ишлар министирлиқиниң тор бетидики байанатқа қариғанда, йенс столтенберг билән сергей лавров русийә -шималий атлантик әһди тәшкилати мунасивитиниң һазирқи әһвали тоғрисида сөзләшкән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر