гутеррес түркийәгә рәһмәт ейтти

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес: «қоғдашқа моһтаҗ мусапирларни қоллиғанлиқиңлар үчүн силәргә (түркийәгә) чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән» деди.

1708414
гутеррес түркийәгә рәһмәт ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: антонийо гутеррес нйу-йорктики түркийәниң б д т даимий вәкаләтханиси  билән нйуйорк консулханиси җайлишидиған йеңи түркәви (түрк өйи) бинасини хизмәткә кириштүрүш мурасимида сөз қилип, түркийә билән б д т оттурисида наһайити йахши һәмкарлиқ мунасивити барлиқиға ишарәт қилип өтти  вә сөзини давамлаштуруп: «мән түркийә вә түрк җәмийитиниң мусапирларға болған ғайәт зор кәң қорсақлиқиға шәхсән һәйранмән... қоғдашқа моһтаҗ мусапирларни қоллиғанлиқиңлар үчүн  силәргә (түркийәгә) чин көңлүмдин рәһмәт ейтимән» дегәнләрни қәйт қилди.

гутеррес урушлар, зораванлиқ, зулум вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидин қачқанлар саниниң тарихтики әң йуқири сәвийигә йәткәнликини байан қилип: «мән түркийәниң хәлқара җәмийәтниң қоллиши билән қолидин келишичә тиришчанлиқ көрситидиғанлиқиға ишинимән. бу һәммимиз көңүл бөлидиған бир һәмкарлиқ» деди.

түркийәниң тоқунушларға хатимә беришниң әң муһим қораллириниң бири болған мурәссә қилғучи достлар гурупписиниң ортақ рәисликини өз ичигә алған үзлүксиз қоллишиға йуқири баһа беридиғанлиқини билдүргән гутеррес, түркийә билән орнитилған йеқин һәмкарлиқниң давамлишидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

гутеррес ечилиштин кейин җумһур рәис әрдоған тәрипидин қобул қилинди؛ йиғин җәрйанида сүрийә, ливийә, афғанистан вә қибрис мәсилилири музакирә қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر