қатарниң инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған айропилани кабулда

қатарниң инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған 6 – айропилани афғанистанниң пайтәхти кабулға йетип барди.

1707565
қатарниң инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири қачиланған айропилани кабулда

түркийә авази радийоси хәвири: қатарниң рәсмий хәвәр агентлиқи (QNA) ниң хәвәр қилишичә, қатар хәйр-сахавәт оргини қатар тәрәққийат фонди билән һәмкарлишип әвәткән 20 тонна йемәк - ичмәк буйумлири қачиланған айропилан, һамид карзаи хәлқара айродурумиға қонған. 

алақидар тармақларниң билдүрүшичә, инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини тарқитиш хизмити башланған.

хәвәрдә дейилишичә, қатарниң һазирғичә афғанистанға әвәткән инсанпәрвәрлик йардәм буйумлири 138 тонниға йәткән.

америка қошма иштатлириниң ахирқи қисимлирини 31 – авғуст күни афғанистандин чекиндүрүп чиқип кетишидин кейин, һамид карзаи хәлқара айродуруми талибанларниң контроллуқиға өткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر