шаһзадә филипниң вәсийатнамәси 99 йиллиқ печәтләнди

әнглийә алий соти айал падишаһ 2-елизабетниң йолдиши филипниң вәсийатнамәсиниң хан җәмәтиниң иззәт-һөрмитини қоғдаш үчүн әң аз дегәндә 90 йил мәхпий тутулушиға һөкүм қилди.

1707229
шаһзадә филипниң вәсийатнамәси 99 йиллиқ печәтләнди

түркийә авази радийоси хәвири: сотчи анҗиру мек фалин (Andrew McFarlane) шаһзадә филипниң вәсийәтнамәсиниң мөһүрлиниши, көпәйтилмәслики вә сот мәһкимисидә сақланмаслиқи керәкликигә һөкүм қилинғанлиқини елан қилди.

у йәнә, шаһзадә филипниң мирасиниң қиммитиниң қанчилик икәнликигә, вәсийәтнамә тәстиқидин орун берилмәслики керәкликигиму һөкүм қилди.

у вәсийәтнамәниң тәстиқлиниши үчүн әң аз дегәндә 90 йил өтүши керәкликини вә бу вақитниң «мувапиқ вә йетәрлик» икәнликини билдүрүп: «айал падишаһ, аилиси вә йеқин әзалириниң иззәт-һөрмитини қоғдаш үчүн сани чәклик кишиләрдин тәшкилләнгән мәзкур гуруппиниң шәхсий турмушиғичә четилидиған қоғдашни күчәйтишкә еһтийаҗлиқмиз» деди.

падишаһ 5-җорҗниң айали мариниң иниси шаһзадә франсис, әнглийәдә вәсийити мәхпий тутулған тунҗи хан җәмәтиниң әзаси болуп қалған иди. айал падишаһ 2-елизабетниң аниси елизабет вә сиңлиси мәликә маргертниң өлүмидин кейин, уларниңму вәсийәтнамәлири мөһүрләнгән иди.

шаһзадә филип 2021-йили ийунда 99 йешида аләмдин өткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر