қатардин йемәклик вә дора қачиланған үчинчи айропилан кабулға йетип кәлди

қатардин йемәклик вә дора қачиланған үчинчи айропилан афғанистанниң пайтәхти кабулдики һамид карзай хәлқара айродорумиға қонди.

1703758
қатардин йемәклик вә дора қачиланған үчинчи айропилан кабулға йетип кәлди

түркийә авази радийоси хәвири: қатар рәсмий хәвәр агентлиқи «QNA» ниң хәвиригә асасланғанда, қатардин 25 тонна йемәклик, инсанпәрвәрлик йардәм вә давалаш әшйалирини елип учқан айропилан һамид карзай хәлқара айродорумиға қонған.

хәвәрдә қатарниң бүгүнгә қәдәр афғанистанға қилған инсанпәрвәрлик йардиминиң 68 тонниға йәткәнлики әскәртилди.

һамид карзай хәлқара айродоруми 31-авғустта америка әң ахирқи әскәрлирини дөләттин чекиндүргәндин кейин, талибанниң контроллуқиға өткән иди.

синтәбирдә қатар авиатсийә ширкитигә тәвә бир айропилан айродорумниң қайтидин паалийәткә өтүши үчүн тәкшүрүшләрдә болидиған техника гурупписини елип кабулға йетип барған иди. андин 4-вә 6-сентәбирдә, қатардин инсанпәрвәрлик йардими вә давалаш әшйалирини елип маңған икки айропиланму кабулға қонған иди.

талибан афғанистанни дунйа билән туташтуридиған һамид карзай хәлқара айродоруминиң қайтидин паалийәткә өтиши үчүн түркийә вә қатар билән бу мәсилини музакирә қилмақта.

америка , йавропа дөләтлири вә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қатарлиқ хәлқара җәмийәт кабул айродоруминиң балдуррақ  паалийәткә өтишини үмид қилмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر