хусийлар сәуди әрәбистанға техиму чоң һуҗумларни қилиш билән тәһдит салди

йәмәндики хусийлар «қанунлуқ өзини қоғдаш рамкиси ичидә» сәуди әрәбистанға техиму чоң һуҗумларни қилидиғанлиқи билән тәһдит салди.

1703120
хусийлар сәуди әрәбистанға техиму чоң һуҗумларни қилиш билән тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң байанатчиси муһәммәд абдуссалам сәуди әрәбистанға бомба қачиланған учқучисиз айропилан вә баллистик башқурулидиған бомба билән қилинған һуҗумлардин кейин, тивиттер һесабида байанат елан қилди.

муһәммәд абдуссалам: «қамал қилиш вә һуҗумлар давамлишидикән, йәмән хәлқиму өзини қоғдашни давамлаштуриду» деди.

муһәммәд абдуссалам сәуди әрәбистанға қилинған һуҗумларниң «қанунлуқ өзини қоғдаш рамкиси ичидә» икәнликини әскәртип, кейинки һуҗумларниң техиму кәң вә еғир болидиғанлиқини тәкитлиди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر