«америка – украина һәмраһлиқи муһим басқучқа қәдәм қойди»
америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин америка – украина һәмраһлиқиниң муһим басқучқа қәдәм қойғанлиқини ейтти.
1701386
түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин, украина пирезиденти владимир зелениски билән ақсарайдики айрим учришиши һарписида, украина мустәқиллиқиниң 30 – йиллиқини тәбрикләватқан бир пәйттә, америка – украина һәмраһлиқиниң муһим басқучқа қәдәм қойғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «америка қошма иштатлири русийәниң зораванлиқи алдида украинаниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә баштин - ахир һөрмәт қилиду.»
у йәнә, зелениски билән елип баридиған учришишида, украинаниң йавропа билән техиму йуқири сәвийәдә бир гәвдилишиши үчүн елип берилғуси демократик ислаһатлар, һәмдә 60 милйон долларлиқ йеңи бихәтәрлик пилан - лайиһәси һәққидә музакирә елип баридиғанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.