америка парис қолтуқи рәһбәрлири билән афғанистан мәсилисини музакириләшти

америка дөләт мудапиә министири лойд остин кувәйт, бәһрәйн, қатар вә әрәб бирләшмә хәлипилики әмәлдарлири билән американиң афғанистандин чекинишини музакириләшти.

1700617
америка парис қолтуқи рәһбәрлири билән афғанистан мәсилисини музакириләшти

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт мудапиә министирлиқи (бәшбурҗәклик бина) текистлири пүтүнләй охшишидиған төт айрим байанат елан қилип, лойд остинниң кувәйт дөләт мудапиә министири шәйх һамад җабир әл әли әл сабаһ, бәһрәйнниң тәхт вариси салман бин һамад әл хәлифә, қатар әмири тамим бин һамад әл сани вә әрәб бирләшмә хәлипилики әбузәби тәхт вариси муһәммәд бин зәйид әл нәһйан билән телефонда сөһбәтләшкәнликини билдүрди.

сөһбәткә мунасивәтлик байанатта, остин вә парис қолтуқи рәһбәрлириниң өзара мунасивәтләр, һәмкарлиқлар  шундақла афғанистан вәзийитини музакирә қилғанлиқи уқтурулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر