җо байдин: «кабул айродрумида йеңи бир һуҗум йүз бериши мумкин»

америка президенти җо байдин 24 йаки 36 саәт ичидә афғанистанниң кабул айродрумини нишан қилған йеңи бир һуҗум йүз бериши мөлчәрлиниватқанлиқини ейтти.

1699162
җо байдин: «кабул айродрумида йеңи бир һуҗум йүз бериши мумкин»

 

түркийә авази радийоси хәвири җо байдин дөләт бихәтәрлик әтрити йоллиған доклаттин кейин, афғанистандики өзгиришләр һәққидә байанат елан қилди.

кабул айродорумида йүз бәргән вә нурғун кишиләрниң өлүшини кәлтүрүп чиқарған бомба һуҗумидин кейин, америка армийәсиниң әтигәндә һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алған даеш хорасан тәшкилатиға учқучисиз айропилан билән қилған һуҗуминиң әң ахирқи һуҗум әмәсликини тәкитлиди.

байдин: «уруш мәданидики вәзийәт интайин хәтәрлик болушни давамлаштурмақта вә айродорумға қаритилған терорлуқ һуҗуми тәһдити йуқири. қоманданлиримиз  маңа кәлгүси 24 йаки 36 саәт ичидә йеңи бир һуҗум йүз бериш еһтималлиқиниң йуқирилиқини уқтурди» деди.

байдин һуҗумларға тегишлик җавап қайтурушниң давамлиишидиғанлиқини тәкитләп: «кабулдики әскәрлиримиз вә бигунаһ пуқраларға қаритилған һуҗумға җавабкар гуруппиниң пийидә болидиғанлиқимизни ейттим вә шундақ қилдуқ. бу қәбиһ һуҗумға қатнашқан барлиқ кишиләрни тутуп бәдәл төлитишни давамлаштуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر