германийә афғанистандики тарқақлаштуруш һәрикитини ахирлаштурди

германийә дөләт мудапиә министири аннегрет камп кағинбава (Annegret Kramp-Karrenbauer) германийә армийә қисимлириниң афғанистандин чекиниш ишлириниң ахирлашқанлиқини билдүрди.

1698316
германийә афғанистандики тарқақлаштуруш һәрикитини ахирлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә дөләт мудапиә министири аннегрет камп кағинбава байанат елан қилип, ахирқи һәрбий айропилан вә һәрбий қисимларниң түнүгүн (2021-йили 26-авғуст) кәч саәтләрдә өзбекстан пайтәхти ташкәнткә йетип барғанлиқини билдүрди.

у германийәниң 5 миң 347 кишини афғанистандин тарқақлаштурғанлиқини, түнүгүн кабулдики һамид карзайи айродурумида партлаш йүз бәргәндә, әң ахирқи тарқақлаштуруш хизмәтлириниң қилиниватқанлиқини вә айропиланниң германийә қоманданиниң «дәрһал учуш» буйруқи билән көккә көтүрүлгәнликини қәйт қилди.

у: «түнүгүнки һуҗум кабулдики тарқақлаштуруш вақтини узартишниң мумкин әмәсликини очуқ көрситип бәрди. афғанистандики бихәтәрлик вәзийәт вә талибанниң 31-авғусттин кейинки тарқақлаштуруш хизмәтлиригә рухсәт қилмаслиқи, буниң имканийитини техиму йоқ қилди» деди.

у кабулдики барлиқ германийә әлчихана хадимлири вә бихәтәрликкә мәсул федератсийә сақчилири, тарқақлаштуруш хизмәтлиригә мәсул германийә әскәрлириниң һәммисиниң кабулдин айрилғанлиқини билдүрүп, германийәниң афғанистандики тарқақлаштуруш һәрикитиниң ахирлашқанлиқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر