украина дөләт байримида «TB2–байрақдар» көргәзмә қилиниду

түркийәниң уруш мәйданида вәзийәтни өзгәрткән қорал сәпләнгән учқучисиз һава аппарати «TB2–байрақдар» украинаниң дөләт байримида көргәзмә қилиниду.

1695604
украина дөләт байримида «TB2–байрақдар» көргәзмә қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: «TB2–байрақдар» намлиқ учқучисиз һава аппарати украина дөләт байримидин бурун пайтәхт кийевниң кочилирида көрситилгән һәрбий маһарәт номурлирида кишиләргә көрситилди.

кийевда 24-авғуст (2021) тәбриклинидиған дөләт байрими үчүн өткүзүлидиған мурасимниң тәййарлиқлирида бәзи номурлар қойулди. буниңда, украинаниң түркийәдин сетивалған «TB2–байрақдар» намлиқ қораллиқ учқучисиз һава аппарати кийевдики һиршатикта көргәзмә қилинди.

көргәзмидә, кишиләрниң «TB2–байрақдар» гә болған қизиқиши зор болди.

украина дөләт тәтқиқат иниститути буниңдин үч һәптә бурун қилинған синақларда, «TB2–байрақдар» ниң җәң иқтидариға йуқири баһа бәргән болуп, дунйа сәвийәсидики електиронлуқ урушларда йуқири қабилийәткә игә икәнлики қәйт қилинған иди.

украина натониң қара деңиздики һәрбий маневириға «TB2–байрақдар» ни қатнаштурған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر