америка ташқи ишлар министирлиқи тор һуҗумиға учриди

америка ташқи ишлар министирлиқиниң тор һуҗумиға учриғанлиқи илгири сүрүлди.

1695181
америка ташқи ишлар министирлиқи тор һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: американиң «Fox News» қанили, ташқи ишлар министирлиқиниң тор һуҗумиға учриғанлиқини, дөләт мудапиә министирлиқи тор қоманданлиқ оргининиң болса, тор һуҗуми еһтималлиқи барлиқи һәққидә уқтуруш қилғанлиқи илгири сүрүлди.

хәвәрдә һуҗумниң икки һәптә илгири елип берилғанлиқи тоғрисидики мәлуматларға  орун берилди.

америка ташқи ишлар министирлиқидин бир мәсул «Fox News» қанилиға байанат берип, бихәтәрлик сәвәбидин мәзкур тор һуҗуминиң характери йаки даириси һәққидә һазирчә учур берәлмәйдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر