талибан: хитай афғанистанни қайта қурушта зор рол ойниши мумкин

талибанларниң байанатчилиридин суһәйл шаһин, хитайниң афғанистанни қайта қурушта зор рол ойнаш еһтималлиқиниң барлиқини ейтти.

1694861
талибан: хитай афғанистанни қайта қурушта зор рол ойниши мумкин

түркийә авази радийоси хәвири: шаһин, хитайниң мәркизий телевизийә истансиси (CCTV) ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, афғанистанни қайта қурушниң муһимлиқини тәкитләп мундақ деди: «хитай ғайәт зор иқтисадий күчкә игә қудрәтлик бир дөләт болуп, афғанистанни қайта қурушта зор рол ойниши мумкин.»

қошна әлләр, район дөләтлири вә пүткүл дунйани афғанистанни қайта қурушта рол ойнашқа чақирған шаһин, барлиқ дөләтләрниң йардимигә еһтийаҗлиқ икәнликлирини қәйт қилди.

афғанистан хәлқиниң ираисигә һөрмәт қилиниши лазимлиқини тәкитлигән шаһин, хәлқара җәмийәтни талибанларни рәсмий етирап қилишқа чақирди.

талибанларниң афғанистандики илгирилишиниң «зорлап теңилған бир һакимийәткә қарши хәлқ қозғилиңи» ға вәкиллик қилидиғанлиқини әскәрткән шаһин, «талибанларниң тез  сүрәттә дөләткә һөкүмранлиқ қилиши,  уларниң һакимийәтни контрол астиға елишлирини қануний күчкә игә қилип бәрди» деди.

талибанларниң һакимийити астидики афғанистанда айалларниң әркинликлиригә даир әндишиләрниму рәт қилған шаһин, айалларниң маарип вә хизмәт қилишқа мунасивәтлик һәқ – һоқуқлирини қоғдайдиғанлиқлирини илгири сүрди, һәмдә хәлқаралиқ иқтисадий вә малийә органлирини, йеңи һакимийәткә иқтисадий йардәм беришкә чақирди.

йәкшәнбә күни, пайтәхт кабулни қоршав астиға алған талибан, пирезидент әшрәф ғениниң дөләтни тәрк етиши вә һөкүмәт күчлириниң пайтәхттин айрилишидин кейин, шәһәрни тоқунушсиз һалда контрол астиға алғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر