хәлқара атом енергийәси оргини фукушимада йундиниң қойуп берилиш басқучини көзитиду

хәлқара атом енергийиси оргини (IAEA) йапонийәниң фукушима дәйчи йадро електр истансисидики радиоактиплиқ бир тәрәп қилинған йундиниң қойуп берилиш басқучини көзитиду.

1694396
хәлқара атом енергийәси оргини фукушимада йундиниң қойуп берилиш басқучини көзитиду

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләтлик радийо - телевизийә оргини NHK ниң хәвәр қилишичә, йапонийә сода - иқтисад вә санаәт ишлири министири каҗийама хироши, австрийәниң пайтәхти вйенада, хәлқара атом енергийәси оргининиң баш дериктори рафаел гросси билән көрүшкән.

учришишта,  каҗийама билән гросси, фукушима дәйчи йадро електр истансисиниң радиоактиплиқ бир тәрәп қилинған йунди сүйиниң қойуп берилиш басқучиниң көзитилиши мәсилисидә  бирдәклик һасил қилған.

хәлқара атом енергийәси оргини, фукушима дәйчи йадро електр истансисидики бир тәрәп қилинған паскина суни деңизға қойуп бериш басқучида йапонийә һөкүмитиниң йардәм тәлипини қобул қилған.

каҗийама, учришиштин кейин елан қилған байанатида, паскина суниң қойуп берилишигә мунасивәтлик бихәтәрлик әндишилирини йоқққа чиқиришниң нишан қилиниватқанлиқини ейтқан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر