ангела меркел афғанистан мәсилисидә түркийә билән һәмкарлишиш керәкликини ейтти

германийә баш министири ангела меркелниң афғанистандики йеңи вәзийәттин кейин, түркийә билән йеқиндин һәмкарлишиш керәкликини ейтқанлиқи илгири сүрүлди.

1691963
ангела меркел афғанистан мәсилисидә түркийә билән һәмкарлишиш керәкликини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: «белт гезити» хиристийан демократлар партийиси мәнбәлирини асас қилған хәвиридә, мудирийәт йиғиниға ентернет арқилиқ қатнашқан баш министир меркелниң афғанистан вәзийити тоғрисидики көз қаришини ортақлашқанлиқи билдүрүлди.

хәвәрдә, германийәниң афғанистанда кишиләргә йәрликни асас қилған һалда йардәм қилиш паалийити билән шуғулланғанлиқи вә еһтималлиқи йуқири болған панаһланғучилар долқуни тәрәпкә диққәтни тартип, «буниңдин башқа йәнә, биз түркийә билән йеқиндин һәмкарлишишимиз керәк» дегәнлики илгири сүрүлди.

афғанистандин чекиниш қарариниң ахирида америкилиқлар тәрипидин чиқирилғанлиқини ейтқан меркелниң, америка әскәрлири чекингәндин кейин, буниң тизма таш тәсири йаратқанлиқини тәкитләп, «биз аччиқ саәтләрни баштин кәчүриватимиз. һазир биз қутқузушқа мәркәзлишишимиз лазим» дегәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر