байдин: афғанистандин чекиниш қараримдин пушайман қилмаймән

америка пирезиденти җо байдин йеқинқи бир нәччә күн ичидә афғанистандики нурғун шәһәрләрниң талибанларниң контроллуқиға өтүп кәткән болушиға қаримай, у дөләттин чекиниш қараридин пушайман қилмайдиғанлиқини билдүрди.

1689153
байдин: афғанистандин чекиниш қараримдин пушайман қилмаймән

түркийә авази радийоси хәвири: байдин ақсарайда байанат берип, американиң 20 йилда тирилйонларчә доллар хәҗлигәнликини, 300 миңдин артуқ афғанистан әскирини заманиви үскүниләр билән қоралландуруп вә мәшиқләндүргәнликини әслитип өтти.

у, афғанистан рәһбәрлириниң хәлқини қоғдаш үчүн бир йәргә җәм болуши керәкликини тәкитләп: «һавадин йеқиндин йардәм берип, һава армийәсиниң ролини җари қилдуруш иқтидарини көрүп йетиш, уларни йемәк – ичмәк вә қорал билән тәминләш вә барлиқ маашлирини беридиғанлиқимиз тоғрисидики вәдимиздә чиң туримән, әмма улар җәң қилишни таллашқа мәҗбур» деди.

афғанистан рәһбәрлирини сийасий җәһәттә бир йәргә җәм болуши керәкликини һес қилишқа башлиди, дәп ойлайдиғанлиқини билдүргән байдин: «биз вәдимизни орундаймиз, әмма қараримдин пушайман қилмаймән» дегәнләрни қәйт қилди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайс күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, вашингтонниң талибанниң илгирилиши вә афғанистандики әң йеңи өзгиришләрни йеқиндин көзитиватқанлиқини байан қилип, «талибанниң сүрәт билән илгирилиши вә пуқралар сепидики адәм өлүш әһваллири, шүбһисизки, афғанистандики зораванлиқ дәриҗиси, талибанларниң (америка билән түзгән) түзгән келишимидики сөзлиригә мас кәлмәйду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر