шималий корейә америка - җәнубий корейә маневириға наразилиқ билдүрди

шималий корейә рәһбири ким җоңунниң сиңлиси ким йөҗуң америка вә корийәниң һәрбий маневириға қарши дөлитиниң һуҗум қилиш иқтидарини күчәйтидиғанлиқини билдүрди.

1688822
шималий корейә америка - җәнубий корейә маневириға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә, америка қошма иштатлири билән җәнубий корейә қисимлириниң 16-26-авғуст күнлири ишқа ашурушни пиланлаватқан компйутер  муһитидики маневиридин илгирики 4 күнлүк дәсләпки маневириниң башланғанлиқиға наразилиқ билдүрди.

шималий корейә рәһбири ким җоңунниң сиңлиси ким йөҗоң байанат елан қилип, америка билән җәнубий корейә оттурисидики һәрбий маневирға «таҗавузчилиқ мәшиқи» дәп баһа бәрди вә дөлитиниң һуҗум қилиш иқтидарини күчәйтиш үчүн техиму тез һәрикәт қилидиғанлиқини ейтти.

шималий корейәниң агаһландурушиға қаримай, җәнубниң америка билән маневир өткүзүш қарариға наразилиқ билдүргән ким, буниң иттипақдаш күчләрни «техиму еғир бихәтәрлик тәһдити» гә  дучар қилидиған «алдамчилиқ қилмиши»дин ибарәт икәнликини илгири сүрди.

у, бу қетимқи маневирларниң йадро қоралсизлиниш сөһбәтлирини давамлаштуруш тәклипини оттуриға қойған җо байдин һөкүмитиниң «рийакарлиқи»ни намайан қилғанлиқини вә америка армийәси җәнубтин әскәр вә қорал-йарағлирини чекиндүрмисә, корейә йерим арилиға тинчлиқниң кәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойди.

чавшйән рәһбири ким җоңунниң сиңлиси ким йөҗуң 1-авғуст агаһландуруп: «америка билән җәнубий корийә өткүзидиған йиллиқ бирләшмә һәрбий маневирниң, җәнуб билән шималниң йахши мунасивәт орнитиш үмидини йоққа чиқиридиғанлиқини ейтқаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر