радикал йәһудийлар мәсҗиди ақсаға  бесип кирди

исраилийә сақчилириниң һәмраһлиқида, 116 радикал йәһуди ишғалийәт астидики шәрқий қуддусниң кона шәһәр райониға җайлашқан мәсҗиди ақсаниң һойлисиға бесип кирди.

1688776
радикал йәһудийлар мәсҗиди ақсаға  бесип кирди

түркийә авази радийоси хәвири: қуддус ислам фонди җәмийити тәрипидин елан қилинған йазма байанатта, мәсҗиди ақсаниң ғәрбий җәнубидики әл-мәғрибә (маракәш) дәрвазисидин 116 радикал йәһудиниң һәрәм-шәрифкә бесип киргәнлики билдүрүлди.

исраилийә сақчилириниң һимайисидики йәһудийлар гурупписиниң һәрәм-шәрифниң һойлисида бир мәзгил айлинип йүргәндин кейин мәсҗиди әқсадин чиқип кәткәнлики уқтурулди.

радикал йәһудийларниң чүштин кейинму һуҗум қилишни давамлаштуридиғанлиқи мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر