хитай билән русийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди

хитай билән русийә армийәлири хитайниң шималидики ниңшйа хуйзу аптоном районида бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди.

1688798
хитай билән русийә бирләшмә һәрбий маневир өткүзүшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, бирләшмә һәрбий маневирдин мәқсәт, икки дөләт оттурисидики терроризмға қарши күрәштә бирләшмә һәрикәт иқтидарини чоңқурлаштуруш икән.

хитай һәрбий даирилириниң тәкитлишичә, бирләшмә һәрбий маневир, район вә хәлқараниң тинчлиқи вә муқимлиқини капаләт астиға елишни мәқсәт қилидиған болуп,  йеңи дәврдә хитай билән русийәниң кәң даирилик истиратегийәлик һәмраһлиқи рамкиси ичидә дөләтләр оттурисидики өзара ишиниш, әмәлий һәмкарлиқ вә маслишишни тәрәққий қилдуруш җәһәттин муһим икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر