америкалиқ сода – санаәтчиләрдин байдин һөкүмитигә «хитай » чақириқи

америка қошма иштатлирида сода - санаәтчиләр пирезидент җо байдин һөкүмитидин, хитай билән болған сода сөһбитини қайта башлашни вә импорт таможна беҗини төвәнлитишни тәләп қилди.

1687191
америкалиқ сода – санаәтчиләрдин байдин һөкүмитигә «хитай » чақириқи

түркийә авази радийоси хәвири: «‹The Wall Street Journal› гезити» ниң хәвәр қилишичә, америка сода уйушмиси, мәмликәтлик парчә сатқучилар җәмийити вә йерим өткүзгүч санаити җәмийити қатарлиқ бир қисим чоң сода гуруппилири, малийә министири җанет йеллен билән америка сода ишлири вәкили катерин тәйгә бу һәқтә мәктуп йоллап, хитайниң сода келишимидики муһим өлчәм вә вәдиләргә әмәл қилғанлиқини оттуриға қойған.

җо байдин һөкүмитиниң  хизмәтчи - хадимларниң мәнпәәтини алдинқи орунға қойуш сийасити тилға елинған мәктупта, мундақ дейилгән:

«хизмәтчи – хадимларниң мәнпәәтини муһим орунға қойидиған бир сода күнтәртипи, чоқум америка билән хитайниң америкалиқларға беридиған таможна беҗини нәзәрдә тутуп, американиң мәнпәәтигә зийан йәткүзидиған таможна беҗини әмәлдин қалдуруши керәк.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر