америка: мусапирларниң диққитини түркийәни өз ичигә алған һәр қандақ бир дөләткә буримидуқ

америка қошма иштатлири «афған мусапирлириниң диққитини түркийәни өз ичигә алған һәр қандақ бир дөләткә буримиғанлиқи»ни уқтурди.

1685947
америка: мусапирларниң диққитини түркийәни өз ичигә алған һәр қандақ бир дөләткә буримидуқ

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси нед прайис күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, түркийәниң, американиң «афған мусапирлири пирограммисиниң даирисини кеңәйтиш вә үчинчи дөләт» тоғрисидики байанатиға билдүргән наразилиқиға алақидар бир соалға җаваб берип:  «қоғдиниш йоллирини издәватқанларни муәййән бихәтәр районларға йетәкләш йаки у җайларға беришқа риғбәтләндүрүшниң америка һөкүмитиниң сийасити әмәсликини әскәртип өтүшни халаймән. биз һечкимниң диққитини түркийәни өз ичигә алған мәлум бир дөләткә буримидуқ. афғанистанлиқларниң түркийәгә бериш еһтималлиқи тоғрисидики байанатлар кәлтүрүп чиқарған әндишидин әпсусланмақтимиз» деди.

нед прайис йәнә сүрийә, ирақ, афғанистан, иран вә башқа дөләтләрдин кәлгән 4 милйондин артуқ мусапирни күтүвалған түркийәдин миннәтдар икәнликлириниму тәкитләп өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر