карен миллий азадлиқ армийәси: кәм дегәндә 60 бирма әскирини өлтүрдуқ

карен миллий азадлиқ армийәси, өткән айда берма армийәсиниң кәм дегәндә 60 әскирини өлтүргәнликини илгири сүрди.

1685967
карен миллий азадлиқ армийәси: кәм дегәндә 60 бирма әскирини өлтүрдуқ

түркийә авази радийоси хәвири: бирмада йүз бәргән 1 – феврал һәрбий – сийасий өзгиришидин кейин армийә билән түзүлгән уруш тохтитиш келишимини бузуп, сийасий өзгиришкә қарши турғучилар сепидин орун алған миллий қораллиқ гуруппиларниң бири болған карен миллий азадлиқ армийәси, өткән айда берма армийәсиниң кәм дегәндә 60 әскирини өлтүргәнликини илгири сүрди.

карен миллий азадлиқ армийәси ахбарат – учур тармиқи байанат елан қилип, ийул ейида карен өлкисиниң хапапун районида берма армийәси билән карен миллий азадлиқ армийәси әзалири оттурисида 133 қетим кәскин тоқунуш йүз бәргәнликини вә тоқунушларда бирма армийәсиниң кәм дегәндә 60 әскириниң өлтүрүлгәнликини илгири сүрди.

байанатта, карен миллий азадлиқ армийәси сепидики талапәт тоғрисида мәлумат берилмиди. бирма армийәси мәзкур дәваларға қарши һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر