б д т афғанистанда тоқунушлар арисида қалғанлар үчүн әндишә қиливатимиз

бирләшкән дөләтләр тәшкилати афғанистанниң җәнубидики ләшкәргаһ районидики тоқунушта он миңларчә кишиниң қапсилип қалғанлиқидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини билдүрди.

1686081
б д т афғанистанда тоқунушлар арисида қалғанлар үчүн әндишә қиливатимиз

түркийә авази радийоси хәвири: бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипиниң байанатчиси степһан дуҗаррич, күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, талибанниң һәрбий җәһәттики кеңәймичиликидин кейин афғанистанда зораванлиқ вәқәлириниң әндишилик дәриҗидә көпийип кәткәнликини, һелманд вә қәндәһар вилайәтлиридә пуқрави өлүм һадисилириниң йүксәк сәвийәгә йәткәнликини, һәмдә дохтурханиларниму өз ичигә алған ул әслиһәләрниң зийанға учриғанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, афғанистанниң җәнубидики ләшкәргаһ районидики тоқунушта он миңларчә кишиниң қапсилип қалғанлиқидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқлирини, бу йилниң башлиридин буйан 360 миң, 2012 – йилдин буйан тәхминән 5 милйон кишиниң афғанистанда зорлуқ билән өй – маканлиридин қоғлап чиқирилғанлиқини тәкитлиди.

афғанистандики һәрқайси тәрәпләргә пуқралар вә пуқрави ул әслиһәләрниң қоғдилиши тоғрулуқ чақириқта болған  дуҗаррич, хәлқара җәмийәтниму афғанистан үчүн 1.3 милйард доллар йардәм беришкә чақирди.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи наениқ һаләтта туруватқан бир пәйттә, дөләт хәвпсизлик күчлири билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар үзлүксиз давамлашмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر