америка: иранға ортақ җаваб қайтурулиду

америка қошма иштатлири иранниң һинди окйанда исраилийә ширкитигә тәвә тирансипорт парахотиға һуҗум қилғанлиқи сәвәблик иранға ортақ җаваб қайтурулидиғанлиқини билдүрди.

1684740
америка: иранға ортақ җаваб қайтурулиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони блинкен, ахбарат елан қилиш йиғинида бәргән байанатида, иранниң узундин буйан  деңиз тиранспортини өз ичигә алған бир қатар һәрикәтләрни  елип бериватқанлиқи вә мәсулийәтсизлик қилишни давамлаштуруватқанлиқини әскәртиш билән бир вақитта, һинди окйандики һуҗумдин кейин, америка қошма иштатлириниң райондики һәмраһлири билән мас қәдәмдә һәрикәт қиливатқанлиқини вә район һөкүмәтлири билән давамлиқ кеңәш ичидә икәнликини тәкитләп мундақ деди: «биз әнгилийә  исраилийә, руминийә вә башқа дөләтләр билән наһайити қойуқ алақидә болуватимиз, иранға ортақ җаваб қайтурулиду.»

30 –ийул күни, исраилийә деңиз тирансипорт ширкитигә тәвә парахот, танзанийәдин әрәб бирләшмә хәлипиликигә қарап кетиватқанда,  һинди окйанда  һуҗумға учриған, һуҗумда парахоттики икки парахот хадими һайатидин айрилғаниди.

исраилийә ташқи ишлар министири йаир лапид, парахотниң һуҗумға учриши сәвәблик, дунйаға иранниң һәрикәтлирини тохтитиш тоғрулуқ чақириқта болғаниди.

иран, һуҗумда қоли барлиқиға алақидар дәваларни рәт қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر