нигерийәдә қораллиқ унсурларниң һуҗумлири җанға замин болди

нигерийәдә қораллиқ унсурларниң йеза-қишлақларға қилған һуҗумлирида 12 адәм қаза қилди.

1684659
нигерийәдә қораллиқ унсурларниң һуҗумлири җанға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулириниң хәвәр қилишичә, кимлики техи ениқлап чиқилалмиған қораллиқлар, кадуна өлкисигә қарашлиқ кавру районлирики йеза – қишлақларға һуҗум қилған.

һуҗумларда бир сақчиниму өз ичигә алған 12 киши һайатидин айрилған, көп санда киши йариланған.

нигерийәдә йеқинқи мәзгилләрдә қораллиқ кишиләрниң мотсиклитлар билән һуҗумларни елип бериши сәвәблик, бәзи өлкиләрдә мотсиклитқа миниш мәний қилинғаниди.

район,  пат - пат чарвичилиқ билән шуғуллинидиған фуланиләр билән деһқанчилиқ билән шуғуллинидиған бәзи қәбилиләр оттурисидики шиддәтлик тоқунушларға сәһнә болмақта.

һайванлирини отлитиш үчүн дөләтниң җәнубиға көчүп кәлгән фуланиләр, деһқанларниң һайванлирини оғрилашқа урунғанлиқини вә өзлиригә һуҗум қилғанлиқини  илгири сүрмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر