икки корейә оттурисидики алақә қаналлири қайтидин ечилди

йеқинқи 1 йилдин буйан тақалған шималий корейә билән җәнубий корейә оттурисидики алақә қаналлири түнүгүн (2021-йили 27-ийул) ечилғандин кейин, тунҗи телефон сөһбити әмәлгә ашти.

1681647
икки корейә оттурисидики алақә қаналлири қайтидин ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: икки корейә оттурисидики алақә қаналлири түнүгүн ечиветилди.

йонхап агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, җәнубий корейә бирләштүрүш министирлиқиниң байанатида, шу йәр вақти 09:00 дә икки дөләт оттурисида телефон сөһбити әмәлгә ашқан. мөлчәрлинишичә, тәрәпләр арисида һәр күни икки қетим , йәни 09.00 вә 17.00 дә даимлиқ телефон сөһбити болидикән.

шималий корейә рәһбири ким җоңун билән җәнубий корейә ипрезиденти мон җйаин оттурисида үзүлүп қалған алақә қаналлириниң қайтидин ечилиши үчүн 2021-йили 4-айдин тартип башланған тиришчанлиқлар нәтиҗигә еришти. түнүгүн икки дөләт оттурисидики алақә линйәси актип һалға кәлди.

шималий корейә һөкүмити 2020-йили җәнубий корейә паалийәтчилириниң деңиз арқилиқ чавшйән чеграсиға намайиш тәшвиқат варақчиси әвәткәнликигә қарита һечқандақ тәдбир қолланмиғанлиқиға қарши, җәнубий корейә билән болған алақә қаналлирини тақашни қарар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر