америка афғанистан армийәсини һавадин қоллашни давамлаштуриду

америка кейинки һәптиләрдиму шиддәтлик һуҗумлирини күчәйтиватқан талибанға қарши афғанистан армийәсини һавадин қоллашни давамлаштуридиғанлиқини елан қилди.

1680243
америка афғанистан армийәсини һавадин қоллашни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: америка сентком (CENTCOM) (мәркизий армийә қоманданлиқ иштаби) ниң қомандани кеннес миккензи (Kenneth McKenzie) түнүгүн (2021-йили 25-ийул) мухбирларниң зийаритини қобул қилип, афғанистан армийә қисимлириниң қәндәһарниң әтрапида талибанға қарши қиливатқан күришигә һавадин йардәм қилғанлиқлирини билдүрди.

у: «америка йеқинқи бир қанчә күн ичидә афғанистан һәрбий қисимлириға болған һава йардимини көпәйтти. талибан һуҗум қилишни давамлаштурса, кейинки һәптиләрдиму бу йардәмләрни давамлаштурушқа тәййармиз» деди.

у 31-авғустта чәт әл армийә қисимлири афғанистандин чекинишни ахирлаштурғандин кейинму, афғанистан армийә қисимлирини арқа сәптин қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини тәкитлиди.

у талибанниң һуҗумлирини көпәйтиватқанлиқи тоғрисида тохталғанда, афғанистан һөкүмитини қийин күнләрниң күтүватқанлиқини, әмма һөкүмәтниң дөләтни талибанға қарши қоғдийалайдиғанлиқиниң күнләр вә һәптиләр ичидә җәзмлишидиғанлиқини әскәртти.

америка сенткомниң йеқинқи байанатида, америка әскәрлириниң тәхминән %95 ниң афғанистандин чекинип болғанлиқи қәйт қилинған иди.

афғанистанда тинчлиқ мусаписи ениқсиз һаләттә туруватқан бир вақитта, хәвпсизлик қисимлири билән талибан оттурисидики шиддәтлик тоқунушлар давамлашмақта.

анадолу агентлиқиниң йәрлик мәнбәләрдин игәллигән мәлуматларға асасланғанда, талибан афғанистандики 407 наһийәниң 150 дин көпини қолға чүшүргән. әмма талибан болса, қолға чүшүрүлгән наһийә саниниң 256 икәнликини илгири сүрмәктә.

афғанистанда 34 вилайәтниң мәкизи һөкүмәтниң котроллуқи астида.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر