австрийә тәртипсиз көчмәнликкә қарши чегрисидики әскәрләр санини көпәйтидиған болди

австрийә тәртипсиз көчмәнликкә қарши күрәш даирисидә, венгирийә, словакийә вә словенийә чегрисидики әскәр санини көпәйтидиған болди.

1679703
австрийә тәртипсиз көчмәнликкә қарши чегрисидики әскәрләр санини көпәйтидиған болди

түркийә авази радийоси хәвири: австрийә ички ишлар министири карл неһаммер вә дөләт мудапиә министири клавудйа таннер бирләшмә ахбарат елан қилиш йиғинида көчмәнләр вә чегра бихәтәрлики мәсилиси һәққидә байанат елан қилди.

неһаммер йавропа иттипақи оттуриға қойған көчмәнләр бәлгилимисиниң тәртипсиз көчмәнләргә нисбәтән үнүмсиз икәнликини илгири сүрүп, болупму венгрийә чеграсида йүз бәргән әһваллар сәвәбидин һазир шәрқий чеграда вәзипә өтәватқан әскәрләр санини пат йеқинда әслидики 1000 дин 1400 гә чиқиридиғанлиқини ейтти.

бу җәһәттә йавропа иттипақидин керәклик йардәмгә еришәлмигәнликини тәкитлигән неһаммер, дөләттә күнсери ешиватқан афғанларни има қилған һалда, австрийә билән германийәниң «йавропа иттипақиниң афған көчмәнләр мәсилиси» ни һәл қилалмайдиғанлиқини ейтти.

дөләт мудапиә министири таннерму бу йил 200 адәм әткәсчисиниң венгрийә чеграсида қолға елинғанлиқини, шуңа венгрийә чеграси қатарлиқ словакийә вә словенийә чеграсидики әскәрләр санини 2000 ға йәткүзүши мумкинликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر